түркийә җумһурийитиниң 100-йили нурғун дөләтләрдә тәбрикләнди

түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана-консулханилирида дөләт байрими һәр хил паалийәтләр билән тәбрикләнди.

2057389
түркийә җумһурийитиниң 100-йили нурғун дөләтләрдә тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң германийәдики ессен консулханисида түркийә җумһурийти қурулғанлиқиниң 100-йили тәбрикләнди. тәбрикләш паалийитидә, мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқиниң «түркийәниң рәңлири» нахша-уссул өмики, унтулмас минутларни хатирә қалдурди.

голландийәдиму түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100=йили тәбрикләнди. түркийәниң амстердам консулханисида дөләт байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.

 баш консул мәһмут бурак әрсой: «түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йиллиқини тәбрикләштин өзимизни шәрәплик һес қилмақтимиз.  җумһурийитимизниң йилтизлири һеч шүбисизки миңларчә йиллиқ дөләт әнәнисигә тутишиду» деди.

коломбийәдиму түркийә маарип вәхпидә дөләт байрими тәбрикләнди.  түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йили пайтәхт боготадики парламент бинасида түркийәгә айрилған мәхсус йиғинда алаһидә пирограмма билән тәбрикләнди. пирограммиға, түркийәниң боготадики баш әлчиси бәстә пәһливан, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) вә маарип вәхпиниң мәсуллири қатнашти.

түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йили мунасивити билән ирақ пайтәхти бағдадта паалийәт өткүзүлди.

түркийәниң бағдадтики әлчихана бинасида өткүзүлгән тәбрикләш паалийитигә, ирақ қатнаш министири рәззақ муһайбис, ирақ ташқи ишлар министирлиқи вәкили һишам аләви, бәзи парламент әзалири, ирақ түркмән фиронтиниң башлиқи һәсән туран вә бағдадтики башқа дөләтләрниң әлчихана вәкиллириму қатнашти.

булғарийә вә косовудиму түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йили тәбрикләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر