қәһриман әскәрлиримиз 33 террорчини бир тәрәп қилди

ирақ вә сүрийәниң шималида мушу һәптә ичидила 33 террорчи бир тәрәп қилинди

2056253
қәһриман әскәрлиримиз 33 террорчини бир тәрәп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат вә аммиви мунасивәт мәслиһәтчиси адмирал зәки ақтурк һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу һәқтә мәлумат бәри.

адмирал зәки ақтурк, «п к к/к җ к/п й д/й п г/ даеш вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши дөләт ичи вә чегра сиртида үзлүксиз, мувәққийәтлик һәрикәт елип бериш давамлашмақта. ирақ вә сүрийәниң шимали қатарлиқ җайларда мушу һәптә ичидила 33 террорчи бир тәрәп қилинди. шуниң билән бу йил уҗуқтурулған терорчиларниң сани 1715 кә, 2015-йили 24-ийулдин бүгүнәә қәдәр бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани  39 миң 58 гә йәтти» деди.

адмирал зәки ақтурк, «йәнә бир тәрәптин, мушу бир йилда сүрийәдики мәшғулат районимизда шәкилләндүрүлгән бихәтәрлик вә тинчлиқ муһитиға бузғунчилиқ қилмақчи болған 417 қетимлиқ һуҗумға керәклик җаваб қайтурулуп, алдинқи һәптә сүрийәдә бир тәрәп қилинған 26 террочини қошқанда, бир йилда җәмий 1298 терорчи уҗуқтуурлди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر