«2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» маневириниң видеоси елан қилинди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан – түркийә армийәлири өткүзгән «2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» намлиқ бирләшмә маневирниң видеосини елан қилди.

2055678
«2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» маневириниң видеоси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған видеода, бирләшмә маневир давамида, түркийә – әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлириниң қуруқлуқ вә һава армийәлириниң символлуқ дүшмән нишанлириға әҗәллик зәрбә бәргәнлики  тәкитлинип мундақ дейилди:

«биз худди икки тәндики бир җанға охшаймиз. зөрүр тепилғанда, биз бирла муштқа айлинимиз. әзәрбәйҗанлиқ түрк қериндашлиримиз билән бирликтә өткүзгән <2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк> намлиқ бирләшмә маневиримиз давамида, қәһриман әскәрлиримиз бизни чәксиз иптихарлиққа чөмдүрди. иттипақлиқимиз, бирликтә гүллинишимиз вә һәмдәмлишип қудрәт тепишимиз даим болғай.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر