әзәрбәйҗанда «мустапа камал ататүрк» маневири башланди

әзәрбәйҗанда түркийә - әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлириниң «2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» намлиқ бирләшмә маневири башланди.

2054568
әзәрбәйҗанда «мустапа камал ататүрк» маневири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, «2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» намлиқ бирләшмә маневир, түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән, баку, нәхчиван вә ишғалийәттин азад қилинған районларда бирла вақитта башланған.

3 миң хадим, 130 танка - биронивек, тәхминән 100 зәмбирәк вә башқурулидиған бомба системиси, тәхминән 20 айропилан, тик учар бирләшмә маневирға қатнашқан.

байанатта тәкитлинишичә, бирләшмә һәрбий маневир давамида, башқурулидиған бомба вә зәмбирәк қисимлири айропилан, тик учарлар билән заманиви җәң қилиш усуллири арқилиқ маһарәт көрситидикән: чақмақ тезликидә дәрйадин өтүш көврүклири йасилип, символлуқ дүшмәнгә қарши һуҗумға өтүлидикән.

бирләшмә һәрбий маневирниң нишани, түркийә - әзәрбәйҗан армийәлири оттурисидики учур – алақәни күчәйтиш вә мас қәдәмдә һәрикәт қилиш иқтидарини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш икән.

түркийә - әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлириниң «2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» намлиқ бирләшмә маневири 25-өктәбиргичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر