әрдоған һамас рәһбири исмаил һанийә билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн һамас сийасий бейрусиниң рәиси исмаил һанийә билән телефонда сөһбәтләшти.

2054100
әрдоған һамас рәһбири исмаил һанийә билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, сөһбәттә, ғәззәдики әң йеңи әһваллар вә нөвәттики җәрйанлар музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, түркийәниң инсанпәрвәрлик йардәмлириниң ғәззәгә йетип бериши вә йариланғанларниң зөрүр тепилғанда түркийәдә давалаш үчүн елип келиниши үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини, районда балдуррақ уруш тохтитишни ишқа ашурушқа күчәватқанлиқини билдүрду.

әрдоған исраилийә-пәләстин мәсилисидә мәңгүлүк һәл қилиш чарисини 1967-йилидики чеграға асасән,  пайтәхти қуддус болған, мустәқил пәләстин дөлитини қурмай туруп, ишқа ашурғили болмайдиғанлиқини тәкитләп, түркийәниң мәңгүлүк тинчлиқ үчүн хәлқара саһәләрдики күрәшлирини давамлаштуридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر