түркийә һава йоллири ширкити италийә айропилан сәпәрлирини бикар қилди

италийәдики иш ташлаш сәвәбидин түркийә һава йоллири ширкитиниң 20 - өктәбир җүмә күнидики айропилан сәпәрлири һәр икки тәрәптин бикар қилинди.

2053032
түркийә һава йоллири ширкити италийә айропилан сәпәрлирини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ахбарат мәслиһәтчилик мулазимәт башқармисиниң билдүрүшичә, италийәдики иш ташлаш сәвәбидин, бу дөләткә қарита ишқа ашурулидиған җүмә күнидики TK 1878 милан-истанбул, TK 1873 истанбул-милан, TK 1874 милан-истанбул, TK 1895 истанбул-милан вә TK 1896 милан-истанбул айропилан сәпәрлири нөвәтчи айропиланлири һәр икки тәрәптин бикар қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر