т р т ниң мәхсус паалийәтлири кечиктүрүлди

түркийә радийо - телевизийә идариси — TRT ниң түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән ишқа өткүзүлидиған мәхсус паалийәтлири «ғәззәдики инсаний тирагедийә» сәвәбидин кечиктүрүлди.

2051468
т р т ниң мәхсус паалийәтлири кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо - телевизийә идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди:

 «түркийә радийо - телевизийә идариси — т р т түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән ишқа ашуридиған вә тәййарлиқлири пүткән консерт қатарлиқ көңүл ечиш паалийәтлирини ғәззәдики кишини чөчүтидиған инсаний тирагедийә сәвәбидин кечиктүрди.»

«кечиктүрүлгән консерт қатарлиқ көңүл ечиш паалийәтлириниң өткүзүлидиған вақти кейин елан қилиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر