әрдоған путин вә гутеррес билән телефонлашти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес билән айрим - айрим телефонда көрүшти.

2049257
әрдоған путин вә гутеррес билән телефонлашти
putin-erdogan.jpg
guterres-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған алди билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес билән телефонда көрүшкән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, исраилийә-пәләстин оттурисидики тоқунушларни ахирлаштуруш мәқситидә ташлинидиған қәдәмләр, түркийәниң тиришчанлиқлири арқилиқ инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини райондики бигунаһ пуқраларға йәткүзүп бериштә ишлинидиған хизмәтләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған тәңпуңсиз күч ишлитишниң вәзийәтни техиму йаманлаштуруветидиғанлиқини, шуңа, тәрәпләрниң өзини тутувелиши вә халиғанчә һәрикәт қилиштин сақлинишиниң интайин муһимлиқини тәкитлигән.

җумһур рәис әрдоған кейинчә русийә пирезиденти владимир путин билән телефонда көрүшкән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, исраилийә - пәләстин оттурисидики кишини әндишигә салидиған тоқунушларниң даирисиниң техиму кеңийип кетиши вә җиддийчиликниң техиму әвҗ елип кетишиниң алдини елиш тәдбирлири һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған билән пирезидент путин райондики инсаний еһтийаҗларни қамдаш үчүн қандақ тәдбирләрни қоллиниш керәклики тоғрилиқ өзара пикир алмаштурған.

әрдоған пуқралар олтурақ районлириниң һуҗум нишаниға айлинип қелишиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини, түркийәниң буниңға қәтий қарши икәнликини әскәрткән, һәмдә түркийәниң районниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини байан қилған.

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири шәнбә күни (7-өктәбир) исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини уқтурғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға бесип киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин йүзлигән киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر