қуртулмуш: дунйа тинчлиқи үчүн пәләстин мәсилиси һәл қилиниши керәк

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш, исраилийә билән пәләстин оттурисидики зиддийәтни түгитип, хатирҗәмликкә капаләтлик қилиниши керәкликини оттуриға қойди.

2048915
қуртулмуш: дунйа тинчлиқи үчүн пәләстин мәсилиси һәл қилиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш пайтәхт әнқәрәдики һаҗи байрам вәли университетиниң оқуш йили ечилиш мурасимида сөз қилди.

у 7- өктәбир башланған исраилийә- пәләстин тоқунуши һәққидә тохтилип: «оттура шәрқтә һәммә кишиниң йашаш һоқуқи бар-дә, бичарә пәләстинликләрниң йашаш һоқуқи йоқму?! исраилийәниң оттура шәрқтә мәвҗут болуп туруш һоқуқи болса, толуқ мәнидики бир пәләстин дөлитиниң мәвҗут болуш һоқуқи йоқму?! бу қош өлчәмгә хатимә берилип, тинчлиқ вә хатирҗәмликни тездин әслигә кәлтүрүш толиму зөрүр» деди.

қуртулмуш тоқунушларниң тохтитилишини, инсанларни талапәткә учритишқа хатимә берилишини вә хәлқара җәмийәтниң мәсулийитини ада қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп: «дунйа тинчлиқиниң ишики оттура шәрқниң тинчлиқи, оттура шәрқ тинчлиқиниң ишики болса, әркин пәләстин қурулғучә пәләстин мәсилисини һәл қилиштур» дегәнләрни қәйт қилди.

у сөзини давамлаштуруп: «түркийә болуш сүпитимиз билән, биз исраилийә- пәләстин тоқунушиниң ахирлишиши үчүн өз мәсулийитимизни ада қилишқа тәййармиз» деди.

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи қуртулмуш йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң мәсилиләрни һәл қилиш иқтидариниң йетәрлик әмәсликигә наразилиқ билдүрүп, «б д т бир қәғәз тәшкилатқа айлинип қалди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر