фидан таҗани билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан италийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири антонио таҗани билән телефонлашти.

2048835
фидан таҗани билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, министир фидан италийәлик мәнсәпдиши билән өткүзгән телефонлишип, исраилийә вә пәләстиндә давам қиливатқан вәқәләрни музакирә қилған.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамас һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунуш җәрйанида икки тәрәптин йүзләрчә киши талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر