түркийә - литванийә сийасий мәслиһәт йиғини вилнийуста ечилиду

түркийә – литванийә сийасий мәслиһәт йиғини әтә вилнйуста чақирилиду.

2041436
түркийә - литванийә сийасий мәслиһәт йиғини вилнийуста ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, түркийә билән литванийә оттурисидики сийаси мәслиһәт йиғининиң муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи ишлири башлиқи баш әлчи мәһмәт кәмал бозай билән литванийә муавин ташқи ишлар министири җовита нелиупсиенниң ортақ рийасәтчиликидә 25-сентәбир вилнйуста ечилидиғанлиқини уқтурди.

байанатта: «кеңәш йиғиндиа, дост вә иттипақдаш дөләт литванийә билән болған икки тәрәплик мунасивитимиз һәрқайси җәһәтләрдин музакирә қилиниду һәмдә түркийә- йавропа мунасивити билән район вә хәлқара сәһнидики әң йеңи мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر