түркийә голландийәдики қуран кәримгә қилинған һуҗумларни қаттиқ әйиблиди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи голландийәниң лаһәй шәһиридики түркийә, пакистан, һиндонезийә вә данийә қатарлиқ дөләтләрниң әлчиханилири алдидики қуран кәримгә қилинған һуҗумлар һәққидә байанат елан қилди.

2041406
түркийә голландийәдики қуран кәримгә қилинған һуҗумларни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң голландийәниң лаһәй шәһиридики түркийә, пакистан, һиндонезийә вә данийә қатарлиқ дөләтләрниң әлчиханилириниң алдидики қуран кәримгә қилинған һуҗумлар һәққидә елан қилған байанатида: «биз бүгүн (23-сентәбир) голландийәниң лаһәй шәһиридики бизниң әлчиханимизниму өз ичигә алған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза бәзи дөләтләрниң әлчиханилири алдида муқәддәс китабимиз <қуран кәрим>гә қилинған қәбиһ һуҗумларни әң күчлүк шәкилдә әйибләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

«биз йавропа дөләтлири көз йумғансери динимиз вә униң етиқадчилирини һақарәтләшни мәқсәт қилған бу иғвагәрчилик һуҗумлириниң барғансери улғийип кетишини вә бу өчмәнлик қилмишлириға пикир әркинлики нами астида рухсәт қилинишини әйибләймиз» дейилгән байанатта йәнә: «мәзкур һуҗумлар садир қилинған дөләтләр б д т тәрипидинму диний өчмәнлик вә хәлқара қанунға хилаплиқ қилиш дәп қобул қилинған бу иғвагәрчиликләргә қарши дәрһал үнүмлүк тәдбирләрни йолға қойуши керәк. биз бу һуҗумлар арқа көрүнүшидә алақә орнатқан голландийә даирилирини бу вәқәни садир қилғучиға қарита зөрүр тәдбир қоллинишқа вә алдини елиш тәдбирлирини қоллинип, бу қәбиһ қилмишларниң қайта йүз беришиниң алдини елишқа чақиримиз» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә: «түркийә барлиқ супиларда бу кесәл вә өчмәнликни асас қилған роһий һаләткә қарши күрәшни қәтий давамлаштуриду» дейилди.

голландийәдики ирқчи вә ашқун оңчил ғәрбниң исламлишишиға қарши вәтәнпәрвәр йавропалиқлар һәрикитиниң рәһбири едвин вагенсвелд түркийәниң лаһәйдки әлчиханиси алдида намайиш қилип, йәнә қуран кәримни йиртивәткәниди.

түнүгүн түркийә, пакистан, һиндонезийә вә данийә қатарлиқ дөләтләрниң лаһәйдики әлчиханилири алдида қуран кәримни йиртип ташлиған вагенсвелд, ислам вә мусулманларни һақарәтлигәниди.

түркләрни вә түркийәниму һақарәтлигән вагенсвелд, қуран кәримни йиртиш җәрйанида өзини қоғдиған сақчиларға рәһмәт ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر