қуртулмуш голландийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш түркийәниң лаһәйдики әлчиханиси алдида қуран кәримгә қилинған һуҗумни әйиблиди.

2041415
қуртулмуш голландийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи қуртулмуш өзиниң иҗтимаий таратқу суписидики адресида байанат елан қилип мундақ деди:

«мән ислам дүшмини бир фашистниң түркийәниң лаһәйдики әлчиханиси алдида муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қарши садир қилған қәбиһ қилмишини нәпрәтләнгән һалда әйибләймән. демократийә, баравәрлик, қанун билән идарә қилиш, етиқад вә мәдәнийәтләргә һөрмәт қилиш қатарлиқ йавропани бир йәргә җәм қилғанлиқи илгири сүрүлүватқан пиринсипларниң, әмәлийәттә иш ислам вә мусулманлар билән мунасивәтлик болғанда, нәзәрдин сақит қилинғанлиқини, бу хил иғвагәр қилмишларға қарита ғәрб әллириниң һәр даимқиға охшашла сүкүт қилишини йәнә бир қетим чүшиниватимиз. бу әһвал йавропаниң кәлгүси үчүн номус вә әндишә қиларлиқ бир иштур.

түркийә болуш сүпитимиз билән, биз бу қәбиһ қилмишларға қарши турушни давамлаштуримиз.  бизниң мәниви қиммәтлиримизни, йавропадики йуртдашлиримизни, диндашлиримизни йавропаниң көзлири алдида күчийиватқан фашизм вә ислам дүшмәнликидин қоғдаш ирадимиз қәтий. уларниң немиләрни қилишидин қәтийнәзәр, инсанийәт ғәлибә қилиду, қуранниң нури қийамәт қайим болғучә пүткүл инсанийәткә йетәкчи болушни давамлаштуриду».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر