әрдоған дунйа рәһбәрлиригә китаб тәқдим қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нйу йорк шәһиридә чақирилған 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида дунйа рәһбәрлиригә китаб тәқдим қилди.

2039948
әрдоған дунйа рәһбәрлиригә китаб тәқдим қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилған 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида, дунйа рәһбәрлиригә түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин тәййарланған «охшаш терротерийәләрдә охшимиған етиқад мәпкурилири билән тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш вә ортақ чүшиниш  һасил қилиш», һәмдә «бирләшкән дөләтләр тәшкилати ислаһати» намлиқ китаблирини тәқдим қилди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйа рәһбәрлиригә түркийәдә охшимиған дин вә мәзһәпләргә қарита йеқинқи 21 йилда демократийәлишиш йолида ишләнгән хизмәтләр, кәң даирилик ислаһат һәрикәтлири вә қанун-низамларни тонуштурушни өз ичигә алған «охшаш терротерийәләрдә охшимиған етиқад мәпкурилири билән тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш вә ортақ чүшиниш  һасил қилиш», һәмдә «бирләшкән дөләтләр тәшкилати ислаһати – хәлқара һәмкарлиқниң йеңи усули» намлиқ китаблирини һәдийә қилған.

өткән йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши үчүн тәййарланған вә түркийәниң б д т ислаһати тоғрисидики қарашлири оттуриға қойулған «бирләшкән дөләтләр тәшкилати ислаһати – хәлқара һәмкарлиқниң йеңи усули» намлиқ китаб, «б д т ни немә үчүн ислаһ қилиш керәк?», «хәлқаралиқ тинчлиқ җәһәттин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әһмийити, тинчлиқ сақлаш қисимлири вә инсанийә дунйаси дуч келиватқан мәсилиләр», «бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ислаһат елип беришниң сәвәблири вә тәвсийәлири» дин ибарәт 3 қисимдин тәркиб тапиду.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси бу йилқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғини үчүн тәййарлиған вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кириш сөз йезип бәргән «охшаш терротерийәләрдә охшимиған етиқад мәпкурилири билән тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш вә ортақ чүшиниш  һасил қилиш» намлиқ китаб «охшимиған тиллар вә шевиләрни ишлитишниң алдидики тосалғуларни йоқитиш», һәрқайси җамаәтләрниң фонди җәмийәтлириниң мал-мүлүккә еришишигә қулайлиқ йаритип бериш», «маарип системисини демократик вә көп мәнбәлик системиға айландуруш», «охшимиған дин вә мәзһәп гуруппилириниң мәдәнийәт һоқуқлириниң даирисини кеңәйтиш», охшимиған дин вә мәзһәп гуруппилириниң әркинлик даирисини кеңәйтиш» темилиридин тәшкил тапиду.

китабта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң охшимиған дин вә мәзһәп гуруппилириниң вәкиллири билән өткүзгән тарихий учришишлири һәм бу саһәдә ишләнгән хизмәтләр вақит тәртипи бойичә оттуриға қойулиду.

түркчә вә инглизчә тәййарланған бу китабта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә һәр саһәдә ташланған демократийәни илгири сүрүш қәдәмлиридин тили, дини вә ирқи қандақ болушидин қәтийнәзәр җәмийәтниң һәрқайси қатламлириниң толуқ бәһримән болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилиду: «түркийә түнүгүнкигә охшашла бүгүнму охшимиған дин вә мәзһәп гуруппилири билән охшаш асман гүмбизи астида тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш тиришчанлиқи тоғрисида һәр саһәдә давамлиқ конкрет вә узақ мәзгиллик қәдәмләрни ташлимақта, буниңдин кейинму шундақ қилиду, әлвәттә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر