сүрийәниң  шималида бәш террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә армийәсиниң сүрийәниң  шималида елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси бәш террорчи  бир тәрәп қилинди.

2039959
сүрийәниң  шималида бәш террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтә елан қилинған байанатида, террорчиларниң таҗавузчилиқ тәшәббуслириниң җавабсиз қалмиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «сүрийәниң  шималидики ‹фират қалқини› һәрбий һәрикити районида һузур вә бихәтәрлик муһитини бузуш мәқситидә таҗавузчилиқ тәшәббусида болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси бәш террорчи қәһриман қисимлиримиз тәрипидин  бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر