әрдоған нйу йоркта дипломатик учришишлирини давамлаштурмақта

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридики түрк өйидә дипломатик учришишлирини давамлаштурмақта.

2039100
әрдоған нйу йоркта дипломатик учришишлирини давамлаштурмақта
tebbun-erdogan.jpg
duda-erdogan.jpg
stoltenberg-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғиниға қатнишиш үчүн америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенбергни қобул қилди.

җумһур рәис әрдоған қобулдин кейин аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә бир йәргә җәм болдуқ. учришишта күнтәртипимиздики районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип бардуқ. давамлиқ шималий атлантик әһди тәшкилатиниң вәзиписини һәр даимқиға охшаш әң актип шәкилдә қоллашни үзлүксиз давамлаштуримиз.»

әрдоған полша пирезиденти андреҗеҗ дуда биләнму көрүшти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә  дуда билән елип барған көрүшүши тоғрисида елан қилған байанатида, мундақ деди: «түрк өйидә полша пирезиденти андреҗеҗ дуда билән болған учришишимизда, район мәсилилири, икки тәрәплик мунасивәтлиримиз һәққидә музакирә елип бардуқ. дуда әпәндим билән көрүшүшимизниң дөләтлиримиз вә районимиз үчүн хәйрлик болушиға тиләкдашмән.»

әрдоған алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун биләнму бир йәргә җәм болди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббунниң учришишида, икки дөләтниң сийасий вә иқтисадий мунасивәтлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күнтәртипидики мәсилиләр, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған. шундақла африқадики җиддийчилик, түркийә билән алҗирийәниң бу һәқтики һәл қилиш тәклиплири тоғрилиқ өзара пикир алмаштурулған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «дост вә қериндаш дөләт алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун билән нйу йорк шәһиридики түрк өйидә бир йәргә җәм болдуқ. түркийә – алҗирийә һәмкарлиқ мунасивәтлириниң тарихи наһайити узунға созулидиған болуп, буни һәр җәһәттин тәрәққий қилдурушни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر