сәһийә минисри коҗа: тоққуз кишидә вирусниң ерис варийанти көрүлди

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа ковид – 19 ерис варийантиниң тоққуз адәмдә көрүлгәнликини вә буниң әндишә пәйда қилидиған әһвал әмәсликини ейтти.

2037867
сәһийә минисри коҗа: тоққуз кишидә вирусниң ерис варийанти көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити сәһийә министири фаһрәттин коҗа өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, ковид – 19 ниң ерис варийантиниң чәт әлгә берип кәлгән кишиләрдә көрүлгәнликини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «бу әндишә қилиш биһаҗәт бир мәсилә. биз кесәл қилиш күчиниң аҗизлиқини билидиған (вирусни) ерис варийанти, тәҗрибиханилиримизда елип берилған тәкшүрүшләр нәтиҗисидә тоққуз адәмдә көрүлди. уларниң һәммиси чәт әлдин кәлгән бир аилә кишилири. биз нөвәттики тәдбирләрни иҗра қилған һалда күндилик турмушимизни давамлаштуримиз. бу әһвал башқа дөләтләрдә көп болуп, униң дөлитимиздиму пәйда болуш еһтимали бар иди. йашанған кишилиримиз вә созулма характерлик кесили бар бимарлиримизни қоғдаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر