мудапиә министирлиқи бакуниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң 105 йиллиқини тәбриклиди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан пайтәхти бакуниң дүшмән ишғалийитидин қутулғанлиқиниң 105 йиллиқини тәбриклиди.

2037906
мудапиә министирлиқи бакуниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң 105 йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида бакуниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң хатирә йили мунасивити билән тәбрик телеграммиси тарқатти.

түркийә вә әзәрбәйҗан армийәлириниң бирликтә елип барған маневирлириниң сүрәтлири кириштүрүлгән бир син көрүнүши билән бирликтә елан қилинған тәбрик телеграммисида: «бакуниң дүшмән ишғалийитидин қутулғанлиқиниң 105 йиллиқиға мубарәк болсун. нури (киллигил) паша вә униң қоманданлиқидики кавказ ислам қошуни қәһриманлирини һөрмәт вә сеғиниш ичидә әсләймиз. буниңдин 105 йил бурунқиға охшаш бүгүнму әзәрбәйҗан түркий қериндашлиримиз билән бир йүрәк, бир мушт болушни давамлаштурмақтимиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر