әрдоған түзүп чиқилиши пиланлиниватқан йеңи асасий қанун тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: инсанни алдинқи орунға қойидиған, милләтниң көп хиллиқи вә байлиқини әкс әттүридиған, җәмийәтниң арқисида қалған әмәс, униңға һайатий күч беғишлайдиған бир асасий қанун түзүп чиқишни нишан қиливатимиз.

2036423
әрдоған түзүп чиқилиши пиланлиниватқан йеңи асасий қанун тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән йеңи асасий қанун сөһбәт йиғиниға қатнашти.

әрдоған өзлириниң дөләтни йеңи, пуқравий, демократик, әркинликни йақлиғучи сиғдурушчанбир  асасий қанунға игә қилиш нишанидин ваз кәчмигәнликлирини тәкитләп: «хәлқимизни <түркийә әсири> нишанимизниң амиллириниң бири болған йеңи асасий қанунға игә қилмиғучә ишләшни, тиришчанлиқ көрситишни вә күрәш қилишни һәргиз тохтатмаймиз» деди.

нөвәттики асасий қанунниң көп қетим түзитиш киргүзүлгән болушиға қаримай, еһтийаҗни қандуруштин йирақ икәнликини тилға алған әрдоған, бу асасий қанунға асасән йашашни давамлаштурушниң сийасәт үчүнму, дөләт үчүнму көтүрүп кетиш қийин йүккә айланғанлиқини қәйт қилди вә сөзини давамлаштуруп: «биз инсанни алдинқи орунға қойидиған, милләтниң көп хиллиқи вә байлиқини әкс әттүридиған, җәмийәтниң арқисида қалған әмәс, униңға һайатий күч беғишлайдиған бир асасий қанун түзүп чиқишни нишан қиливатимиз» деди.

у йәнә: «мән барлиқ сийасий партийәләр, иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар вә тәтқиқатчиларни көңүлдикидәк асасий қанун текисти тәййарлап чиқиш үчүн сөһбәтлишишкә, бәс – муназирә қилишқа вә музакирилишишкә чақиримән» деди.

җумһур рәис әрдоған йәнә: «биз парламенттики барлиқ гуруппилар билән сөзлишимиз вә көрүшимиз. әгәр улар буниңға иҗабий қариса, йолимизни давамлаштуримиз. җумһур иттипақи болуш сүпитимиз билән биз буниңға тәййармиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر