әрдоған 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң рәһбәрлиригә китаб һәдийә қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һиндистанда өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида, әза дөләтләрниң рәһбәрлиригә китаб һәдийә қилди.

2035825
әрдоған 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң рәһбәрлиригә китаб һәдийә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һиндистанда өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида, һәр қайси дөләтләрниң башлиқ вә рәһбәрлиригә түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин тәййарланған «түркийәниң йашашқа болидиған бир дунйа бәрпа қилиш йолидики нөл ташландуқ сәпири» намлиқ китабни тәқдим қилди.

китабниң кириш сөзидә килимат өзгириши, җанлиқларниң көп хиллиқини йоқитиши вә булғиниш дәп атиливатқан «үч йәр шари киризиси»ға қарши күрәштә ғәлибә қилиш үчүн, йәр шариви һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитләп: «әпсуски, хәлқарави иттипақлиқ бара - бара йимириливатиду, һәмкарлиқниң орнини <мән мәркәзчи> позитсийәләр игиләватиду. буниң бәдилини асаслиқи африқа вә асийадики қийинчилиқи бар дөләтләр болуп, пүткүл инсанийәт төләватиду.

килимат өзгириши вә булғинишниң сәвәби дейиливатқан мәсилиләрдә тәрәққий қилған дөләтләргә селиштурғанда, дөлитимизниң асасән дегүдәк пейи йоқ. мушундақ болушиға қаримай, биз түркийә болуш сүпитимиз билән, дунйамиз вә инсанийәтниң ортақ кәлгүсигә мунасивәтлик бу муһим мәсилидә һәм мәҗбурийитимизни ада қиливатимиз, һәмдә дунйа миқйасида елип бериливатқан хизмәтләрни қоллаватимиз» деди.

түркийәниң 2053- йиллиқ нөл қойуп бериш вә йешил тәрәққийат нишани билән париж килимат келишимигә әң муһим төһпиләрни қошуватқанлиқини тилға алған әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «биз нөл ташландуқтин қайта һасил болидиған енергийә түрлиригичә, дөләт бағчилиридин орман байлиқимизни көпәйтишкичә, ташландуқ суларни бир тәрәп қилиштин һава сүпитини өлчәшкичә болған нурғун қоллинишчан пирограммиларни йолға қойуп, техиму пакиз вә йешил түркийә бәрпа қилиш үчүн тиришиватимиз. биз қайта һасил болидиған енергийә җәһәттә йавропада 5- орунда, дунйада 12-орунда туримиз.

айалим әминә әрдоғанниң рәһбәрликидә йолға қойулған <нөл ташландуқ түри> бу мусапидә бир бурулуш болди. <дунйа бизниң ортақ маканимиз> дегән шоар астида йолға қойулған түримиз, пүтүн дунйаниң алқишиға еришти вә үчи бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ишханиси вә пирограммилиридин болуп, җәмий бәш хәлқаралиқ мукапатқа лайиқ көрүлди» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған нөл ташландуқ түриниң түркийәниң тиришчанлиқлири сайисида қобул қилинған б д т омумий кеңишиниң 77/161 номурлуқ қарариға асасән, бир дунйави һәрикәткә айланғанлиқини вә йәнә бу қарарға  асасән, 30- мартниң һәр йили тәбриклинидиған хәлқара нөл ташландуқ байрими дәп елан қилинғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر