хақан фидан қазақистанда рәсмий зийарәттә болмақта

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң 10-, 11 - сентәбир күнлиридики қазақистан зийарити давам қилмақта.

2035466
хақан фидан қазақистанда рәсмий зийарәттә болмақта

 

түркийә авази радйоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фиданниң 10-, 11- сентәбир күнлири қазақистан муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири мурат нуртилийниң тәклипигә бинаән қазақистанда рәсмий зийарәттә болмақта.

ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, «зийарәт вәсилиси билән тәрәққий қилдурулған истратегийәлик шерикликимиз вә қериндаш қазақистан билән болған өзара мунасивәтлиримиздин башқа йәнә нөвәттики район характерлиқ вә хәлқаралиқ вәзийәтму музакирә қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر