җумһур рәис әрдоған һиндистанда

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида қизғин қарши елинди.

2035158
җумһур рәис әрдоған һиндистанда
g20-liderler-zirvesi-2106034_1.jpg
erdogan silva.jpg
g20.jpg
erdogan kişida.jpg
erdogan al nahyan.jpg
modi.jpg
erdoğan modi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн башлинип, әтә ахирлишидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида һиндистан баш министири нарендра моди тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қизғин қарши елинди.

һиндистан баш министир нарендра моди бхарат мандапам хәлқара көргәзмә вә йиғин залида өткүзүлгән мурасимда, 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн йатип барған башқа дөләтләрниң рәһбәрлириниму бир- бирләп қарши алди һәм хатирә сүрәткә чүшти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниму өз ичигә алған рәһбәрләр кейинчә мурасим даирисидә «рәһбәрләр саһәси» дә бир йәргә җәм болди.

мурасимдин кейин, рәһбәрләр йиғин олтурушлириға қатнишиш үчүн йиғин залиға кирди.

җумһур рәис әрдоғанму «бир дунйа» баш тема қилинған тунҗи олтурушқа қатнашти.

бу арилиқта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида икки тәрәплик учришишлирини давамлаштурмақта.

әрдоған бу даиридә йапонийә баш вәзири кишида фумийони қобул қилди, әрәб бирләшмә хәлипилики әмири муһәммәд бин зайид шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән көрүшти.

әрдоған йәнә биразилийә президенти луйиз инакийо лула да силва биләнму бир йәргә җәм болди.

ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулған учришишта, түркийә-бразилийә мунасивәтлирини йәниму тәрәққий қилдуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди, 20 дөләт гуруһиға әза икки дөләт ортақ көңүл бөлидиған район вә дунйави мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулди.

җумһур рәис әрдоған учришишта, келәр йили 20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалидиған биразилийәгә һазирдин башлапла мувәппәқийәт тилиди. шундақла икки дөләт оттурисида өткән йили 5 милйард 600 милйон доллар болған сода миқдарини 10 милйард долларға йәткүзгили болидиғанлиқини тәкитлиди.

буниңдин башқа йәнә, әрдоған җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол билән көрүшти.

түркийә – җәнубий корейә мунасивәтлири музакирә қилинған учришишта, мәвҗут мунасивәтләрни тәрәққий қилдуридиған қәдәмләрни ташлаш, һәр икки дөләт ортақ көңүл бөлидиған районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 20 дөләт гуруһи рәһбәрлири башлиқлар йиғини даирисидә түркийә, мексика, һиндинозийә, җәнубий корейә вә авистиралийәдин тәркиб тапқан ғәйрий рәсмий қитәләр ара кеңишиш вә маслаштуруш мунбириға әза дөләтләрниң рәһбәрлири биләнму бир йәргә җәм болди.

учришишқа авистиралийә баш министири антоний албанесе, һиндонезийә пирезиденти җоко видодо, җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол вә мексика иқтисад министири ракел буенростро қатнашти.

учришишта, җумһур рәис әрдоған буниңдин 10 йил илгири қурулған ғәйрий рәсмий қитәләр ара кеңишиш вә маслаштуруш мунбириниң ортақ  қиммәт қарашлири асасида узун мусапини бесип өткәнликини тәкитлиди. шундақла мәвҗут дунйа тәртипи вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң дунйави тинчлиқ, бихәтәрлик вә муқимлиққа капаләтлик қилишта йетәрлик әмәсликини қәйт қилди.

әрдоған терроризм вә ислам дүшмәнлики қатарлиқ пүткүл дунйада барғансери әвҗ елип кетиватқан мәсилиләрниң ғәйрий рәсмий қитәләр ара кеңишиш вә маслаштуруш мунбириға әза дөләтләрниң  техиму адил бир дунйа бәрпа қилиш мәсулийитини тәқәзза қиливатқанлиқини әскәртти.

җумһур рәис әрдоған өчмәнлик җинайәтлири, ирқий айримчилиқ, ислам дүшмәнлики вә чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш қилмишлириниң орниға өзара һөрмәт қилиш вә бирликтә инақ йашаш мәдәнийити бәрпа қилишниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «һәр күни дегүдәк 2 милйард кишиниң <пикир әркинлики> ниқаби астида әң муқәддәс қиммәт қарашлириға һуҗум қилишиға йол қойулушини қәтий қобул қилғили болмайду. шуниңға ишинимизки, инсанларни һөрмәтләйдиған һәр бир киши дининиң қандақ болушидин қәтийнәзәр, буниңға қәтий қарши туруши керәк. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу мәсилигә қарита наразилиқимизни давамлиқ ипадиләп келиватимиз.»

әрдоған кейинчә германийә баш министири олаф шолзни қобул қилди.

учришишта, түркийә - германийә мунасивәтлири музакирә қилинди, түркийә-йавропа сөһбәт механизминиң қайта ишқа кириштүрүлүши, русийә-украина уруши, районлуқ вә дунйави мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулди.

әрдоған йеқинда қатнаш вәқәсигә учриған германийә баш министири олаф шолзтин һал сориди, 2022-йили икки дөләт оттурисидики 45 милйард долларлиқ сода миқдарини ашуруш үчүн, енергийә билән тәминләш, қайта һасил болидиған енергийә, йеңилиқ йаритиш вә техника йөткәш қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини қәйт қилди.

дунйа банкиси башлиқи аҗай банганиму қобул қилған җумһур рәис әрдоған түркийәниң дунйа банкиси билән болған узақ мәзгиллик мунасивәтлири, 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән вә«100 йилдин буйанқи әң чоң балайиапәт» дәп аталған йәр тәврәш апитидин кейин дунйа банкисиниң түркийәни қоллишидин хурсән икәнликини билдүрди.

учришишта әрдоған дунйа банкиси горуһиниң 17 милйард доллар қиммитидики үч йил ичидә түркийәгә беридиған мәблиғини йәнә 18 милйард доллар қошуп, 35 милйард долларға көпәйтиш қараридин мәмнун икәнликлирини байан қилди.

учришишта, әрдоған барлиқ селинмиларниң йәр тәврәш районини қайта қурушни өз ичигә алған ишқа орунлаштуруш, ишләпчиқириш саһәлиригә селинидиған узун муддәтлик селинмиларға айлинидиғанлиқини қәйт қилди, дунйа банкиси билән болған һәмкарлиқниң йеңи мәзгилдә техиму чоңқурлаштурулидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر