әрдоған: хәлқмиз билән бирликтә нишанларға қарап қәдәммуқәдәм илгириләймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «хәлқимиз билән бирликтә нишанларға қарап қәдәммуқәдәм илгириләймиз» деди.

2031097
әрдоған: хәлқмиз билән бирликтә нишанларға қарап қәдәммуқәдәм илгириләймиз
30 Ağustos Zafer Bayramı Külliye.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән «30- авғуст зәпәр байрими алаһидә консерти вә 100 – йил маршини елан қилиш мурасими»да сөз қилип: «районидики киризисларниң һәл қилинидиған йеригә айланған؛ бихәтәрлики вә параванлиқиға тәһдит болуватқан ишларни бир тәрәп қилип, күчини достлири билән ортақлишиватқан түркийәниң қәд көтүрүши давамлишиду» деди.

«бүгүнки күндә, түркийә җумһурийити чарәк әсир, йерим әсир йаки бир әсир илгирикигә қариғанда сийасий, иқтисадий вә һәрбий васитилири билән техиму күчлүк вә техиму илғар» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «дунйани чүшинидиған, түркийәниң һәқиқий йошурун күчини билидиған вә өз илкидики нәрсиләрниң қиммитини тонуп йәткән хәлқимиз билән бирликтә нишанларға қарап қәдәммуқәдәм илгириләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, пирограммида, түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин уйуштурулған 100 - йилни тәбрикләш марши мусабиқисидә мукапатқа еришкәнләргә вә баһалиғучилар алаһидә мукапатиға лайиқ дәп қаралған әсәрләрниң йазғучилириға әрдоған тәрипидин мукапат тарқитип берилди.

биринчиликкә еришкән, текистини илкәр көмүрҗү, музикисини җумһур рәислик мәһкимиси симфонийә оркестири ишлигән әсәр иштиракчиларниң қизғин алқишиға еришти.

паалийәт даирисидә, «30- авғуст зәпәр байрими» вә «түркийә әсири» дегән хәтләр билән «түркийә хәритиси», «түркийә байриқи», «җумһурийәтниң 100 – йил хатирә логоси» 1200 учқу билән асманда әкс әттүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر