фидан: қарадеңиз ашлиқ келишими түркийә үчүн интайин муһим

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан қарадеңиз ашлиқ келишимини қайта йолға қойушниң түркийә үчүн интайин муһимлиқини ейтти.

2029368
фидан: қарадеңиз ашлиқ келишими түркийә үчүн интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан қарадеңиз ашлиқ келишимини қайта йолға қойушниң түркийә үчүн интайин муһимлиқини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бу мәсилидә наһайити системилиқ һалда хизмәт ишләватқанлиқини байан қилди.

министир фидан түнүгүн зийарәттә болған украинаниң пайтәхти кийевда елан қилған байанатида, түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мурәссәчилики нәтиҗисидә йолға қойулған, муддити 17 – ийул күни тошқан қарадеңиз ашлиқ келишими сайисида 33 милйон тоннидин артуқ ашлиқ һәм йемәклик мәһсулатлириниң дунйа базарлириға селинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «толиму әпсуски, қарадеңиз ашлиқ келишиминиң муддити17-ийул күни тошти. хәлқара җәмийәтниң нөвәттә ашлиқ експорти үчүн башқа йоллар үстидә издиниватқанлиқини билимиз. лекин бу йолларниң қарадеңиз ашлиқ келишиминиң орнини басалмайдиғанлиқи вә хәтәрлик икәнликини көрүватимиз. қарадеңиз ашлиқ келишиминиң пайдилири йоқилип кетиштин илгири бу басқучни тездин әслигә кәлтүрүш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватимиз. шу вәҗидин, һәрқайси тәрәпләр билән давамлиқ сөһбәтлишиватимиз.»

фидан қарадеңиз ашлиқ келишимини қайта йолға қойуш мәқситидә ишлиниватқан хизмәтләр һәққидә тохтилип мундақ деди: «қарадеңиз ашлиқ келишиминиң қайта йолға қойулуши түркийә үчүн интайин муһим. чүнки бу келишим дунйа ашлиқ бихәтәрлики вә инсаний еһтийаҗлар үчүн наһайити зор әһмийәткә игә. җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған бу мәсилидә наһайити системилиқ һалда хизмәт ишләватиду. бу даиридә украина, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, русийә, йавропа вә америка даирилири билән давамлиқ учришишлар,  өзара пикир алмаштурушлар елип бериливатиду. бизниң бу мәсилидики хизмитимиз вә тиришчанлиқимиз изчил давамлишиду.»

министир фидан кейинчә кийевда қирим татар түрк җәмийитиниң рәһбәрлири билән көрүшти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған байанатида билдүрүлүшичә, министир фидан учришишта түркийәниң қирим татар түрклириниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш вә хәлқаралиқ орнини мустәһкәмләш йолидики барлиқ тәшәббусларни қоллайдиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر