әрдоған: түркийәни техиму қудрәт тапқузимиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәни техиму қудрәт тапқузуш һәм техиму гүлләнгән, нопузлуқ, күчлүк вә хатирҗәмликкә толған бир дөләткә айландуруш арқилиқ хәлққә бәргән вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиқлирини ейтти.

2028956
әрдоған: түркийәни техиму қудрәт тапқузимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән партийә қурулғанлиқиниң 22 – йиллиқини хатирилиш йиғинида сөз қилди.  

әрдоған сөзидә, партийәсиниң 22 йиллиқ һакимийәт йүргүзгән мәзгилдә техиму көп демократийә, техиму көп әркинлик вә иқтисадий тәрәққийат нишан қилинған йеңи дәвриниң башланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «маарип, сәһийә, адаләт, бихәтәрлик, қатнаш, санаәт, иқтисад, деһқанчилиқ саһәлиридә, қисқиси, күндилик һайатниң һәммә саһәлиридә биз һакимийәт бешиға чиқиштин бурун ишләнгән хизмәтләрдин нәччә һәссә артуқ хизмәтләрни ишләп, наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрдуқ.»

йашларға бәргән вәдиси болған «түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишани» ға йетиш ирадилириниң қәтийликини әскәрткән әрдоған, түркийә җумһурийити қурулғиниға 100 йил болған бүгүнки күндә, түркийәгә биринчи дәриҗилик демократийә, биринчи дәриҗилик иқтисад вә биринчи дәриҗилик келәчәк әң уйғун келиду дәп қарайдиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «худайим буйруса, җумһур рәислик вәзиписиниң устилиқ дәвридә һәр җәһәттин техиму гүлләнгән, техиму бихәтәр, техиму нопузлуқ, техиму күчлүк вә вәзийити техиму тинч түркийә қуруш арқилиқ хәлқимизгә бәргән вәдимизни чоқум әмәлгә ашуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر