фидан ирақ дөләт мудапиә министири аббаси билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан бағдадта ирақ дөләт мудапиә министири сабит аббаси билән көрүшти.

2028459
фидан ирақ дөләт мудапиә министири аббаси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи илгирики исми Twitter болған аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, дипломатийә министири хақан фиданниң ирақ зийарити даирисидә бағдадта ирақ дөләт мудапиә министири сабит аббаси билән көрүшкәнликини билдүрди.

министир фидан 22-авғуст (2023) күни ирақ зийаритиниң биринчи күни пайтәхт бағдадта ирақ ташқи ишлар министири фуад һүсәйин билән көрүшкәниди.

фидан 23-авғуст күни ирақ пирезиденти абдуллатиф решит, ирақ баш министири муһәммәд шийа әссудани, ирақ парламент башлиқи муһәммәд халбуси, малайшийа ташқи ишлар министири замбри абдулқадир, ирақ түркмән фиронти (ITC) рәһбәрлири, ирақ түркмәнлириниң җамаәт әрбаблири, ирақ игилик һоқуқ иттипақиниң рәһбири һамис хәнчәр, фәтиһ иттипақиниң рәһбири һади амири, миллий һекмәт еқими рәһбири әммар әлһеким, ирақниң сабиқ баш министири, қанун дөлити бирләшмисиниң рәһбири нури әлмалики вә һәшди шәби комитетиниң рәиси фалиһ әлфәййад қатарлиқлар билән бир йәргә җәм болғаниди.

ташқи ишлар министири фиданниң әрбилгә берип, ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмитиниң рәһбәрлири биләнму көрүшүши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر