фаһрәттин коҗа: ковид-19 ниң йеңи варийанти түркийәдә көрүлмиди

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа ковид-19 ниң йеңи варийантиниң һазирғичә түркийәдә көрүлмигәнликини ейтти.

2028321
фаһрәттин коҗа: ковид-19 ниң йеңи варийанти түркийәдә көрүлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сәһийә министири коҗа киршәһирдә елан қилған байанатида, «һәргизму бурунқи карантина чәклимилири йолға қойулған мәзгилләрни қайтидин йолға қойидиған иш йоқ, зукамға қарши қандақ күрәш қилған болсақ, йәнә  шундақ болиду» деди.

фаһрәттин коҗа йәнә мундақ деди:

«вирусниң бу өзгиришчан дәвридә тәсири күндин-күнгә азийиватқан бир ваийант дәврини көрмәктимиз. дохтурханида йетиш нисбитини ашуридиған һечқандақ әһвал йоқ. пуқралиримиз хатирҗәм болсун, әнсиримисун. омумий қоғдаш тәдбирлиримиз зукамға қарита қандақ болған болса, буниңдин кейинки мәзгилдиму йәнә шундақ болиду. болупму созулма характерлик кесәлгә гириптар болған йашанғанлиримиз адәм топлашқан муһиттин узақ туруши керәк. вирусниң тәсиригә учриған пуқралиримиздин өзини қоғдиши үчүн ғәйрәт қилиши, һәр даим  биз қилидиған нормал агаһландуруш һесаблиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر