түркийә американи әйиблиди

түркийә американиң җәнубий қибрис рум тәрәп һакимийити һөкүмитигә қаритилған қорал ембаргосини  әмәлдин қалдуруш қарарини йәнә бир йил узартқанлиқини әйиблиди.

2026730
түркийә американи әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида мундақ дейилди:

«биз шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә көрсәткән  һәққаний наразилиқини толуқ қоллаймиз. американиң йеқинқи мәзгилләрдә шималий қибрис түрк җумһурийити тәрәпкә зит районда ташлиған тәңпуңлуқни бузғучи һәр түрлүк қәдәмлириниң американиң аралда узун йиллардин буйан сақлап кәлгән битәрәп орниға зийан йәткүзгәнликини шундақла  қибрис мәсилисигә адил, мәңгүлүк вә сиҗил һәл қилиш чариси тепилишиға тосқунлуқ қилғанлиқини шималий қибрис түрк җумһурийити билән бирликтә нурғун қетим әскәрткәнликимизни әслитип қойушни хлаймиз. американи районниң муқимлиқиға хәтәр елип келидиған мәзкур сийасәтлирини йәнә бир қетим көздин кәчүрүшкә чақириқ қилимиз. түркийә кепил дөләт болуш сүпити билән тарихий вә қануний мәсулийити даирисидә қибрис түрклириниң мәвҗутлуқи, бихәтәрлики вә тинчлиқиға капаләтлик қилиишни давамлаштуриду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر