битлиста төт терорчи уҗуқтурулди

битлиста бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзаси төт терорчи уҗуқтурулди.

2023731
битлиста төт терорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радйоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә һесабатида елан қилған байанатида, бихәтәрлик қисимлириниң битлисниң соғутлу йезисида зәрбә бериш һәрикити елип барғанлиқини билдүрди.

айропилан, тик учар вә қораллиқ учқучисиз айропилан ишлитилгән зәрбә бериш һәрикитидә, төт террорчи қораллири билән бирликтә бир тәрәп қилинди.

бу терорчилардин бириниң апелсин рәңлик тутуш буйриқи тизимликидики вәйси айдәмир икәнлики ениқланди.

ички ишлар министири әли йәрликайа: «әң ахирқи террорчи уҗуқтурулғанға қәдәр күришимиз үзүлмәй давамлишиду» деди.

ирақниң шималидиму үч нәпәр п к к  терорчиси уҗуқтуурлди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «қәһриман түркийә қораллиқ қисимлиримиз террорчиларға төмүр муштәк зәрбә беришни давамлаштурмақта. ирақниң шималидики пәнчә қулуп һәрикити районида байқалған үч нәпәр п к к террорчиси биртәрәп қилинди. районда бирму террорчи қалмиғанға қәдәр һәрикитимиз қәтийлик билән давам қилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر