түркийә қуран кәримни көйдүргән бәһрами марҗан үстидин тутуш буйруқи чиқарди

әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси шиветсийәниң пайтәхти стокһолмда қуран кәримни көйдүргән иранлиқ бәһрами марҗан үстидин тутуш буйруқи чиқарди.

2020502
түркийә қуран кәримни көйдүргән бәһрами марҗан үстидин тутуш буйруқи чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: бәһрами марҗан түнүгүн стокһолмда сақчиларниң назарити астида қуран кәримни көйдүргәндин кейин, әнқәрә җуһмурийәт баш тәптиш мәһкимиси «аммини очуқ - ашкара өчмәнлик вә адавәткә қутритиш вә хәлқниң бир қисми қобул қилған диний қиммәт қаришини ашкара һақарәтләш» җинайити садир қилиш билән әйибләп, рәсмий дело турғузғаниди.

баш тәптиш мәһкимисиниң тәлипигә бинаән, әнқәрә 5 – сүлһи җинайи ишлар сот мәһкимиси җинайәт гумандари марҗан үстидин тутуш буйруқи чиқарди.

әнқәрә баш тәптиш мәһкимиси бу йил бир қисим йавропа дөләтлиридә қуран кәримни көйдүрүш, муһәммәд әләйһиссаламни вә диний қиммәт қарашларни һақарәтлигәнләр үстидин дело турғузғаниди.

бу арқа көрүнүштә, шиветсийә, данийә вә голландийәдә қуран кәримгә һуҗум қилған данийәлик ирқчи сийасәтчи расмус палудан вә едвин вагенсвелд билән мушуниңға охшаш қәбиһ қилмишларни садир қилған салван момика, ханне кронборг, ларс теладе, карин җоргенсен, бҗарне петерсен, дион оланд һансен, токе утзен лорензен, филип багге вә җон лидекиң андерсен қатарлиқ гумандарлар үстидин тутуш буйруқи чиқирилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر