чәлик «ататүрк» намлиқ телевизийә тийатириниң тарқитилишиниң әмәлдин қалдурулушини әйиблиди

өмәр чәлик америка қошма иштатлиридики бир телевизийә тийатири / кино – филим суписиниң «ататүрк» намлиқ көп қисимлиқ телевизийә тийатириниң тарқитилишини әмәлдин қалдурушиға наразилиқ билдүрди.

2019191
чәлик «ататүрк» намлиқ телевизийә тийатириниң тарқитилишиниң әмәлдин қалдурулушини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин рәиси, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәлик америка қошма иштатлиридики бир телевизийә тийатири / кино – филим суписиниң «ататүрк» намлиқ көп қисимлиқ телевизийә тийатириниң тарқитилишини әмәлдин қалдурушиға наразилиқ билдүрди.

өмәр чәлик өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «америкадики бир телевизийә тийатири / кино – филим суписиниң әрменийә лобисиниң бесимиға бойун егип, <ататүрк> намлиқ көп қисимлиқ телевизийә тийатирини тарқитиштин тохтишиши номус қиларлиқ иш болуп һесаблиниду.

мәзкур супиниң бу позитсийәси түркийә җумһурийити вә хәлқиниң қиммәт қаришиға қилинған һөрмәтсизликтур.

биз илгири һәр хил сорунларда байан қилғинимиздәк, америкадики бу аталмиш ​​ирқий қирғинчилиқ шайкиси, тарихий вәқәләрни йалғанчилиқ сийаситиниң қорали қиливатиду. бу лобиниң бирдинбир мәқсити, қайта -  қайта намайан болғинидәк, түркийә - әрменийә мунасивитиниң нормаллишишиға тосқунлуқ қилиш. бу шайкиларниң паалийәтлири ататүрк вә түркийә җумһурийити алдида һечнемигә әрзимәйду. бу шайкиларға баш әгкәнләргә номус» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر