һақан фидан җәнубий корейә ташқи ишлар министири билән муһим музакириләрдә болди

ташқи ишлар министири һақан фидан җәнубий корейә ташқи ишлар министири парк җин билән икки дөләтниң мунасивәтлирини йеңи хәлқаралиқ динамика асасида қандақ қилип күчәйткили болидиғанлиқини музакирә қилди.

2017698
һақан фидан җәнубий корейә ташқи ишлар министири билән муһим музакириләрдә болди

түркийә авази радйоси хәвири:  һақан фидан пайтәхт әнқәрәдә ташқи ишлар министирлиқида елип барғаб учришитин кейин парк җин билән бирләшмә ахбарат қилиш йиғини чақирди.

һақан фидан хәлқара системида йеңи геополитикилиқ вә җуғрапийилик тәңпуңлуқниң барлиққа кәлгәнликини тилға елип, асийаниң бу һәрикәтлинишниң дәл қәлбидә орун алғанлиқини ейтти.

һақан фидан 5 әсирдин кейин асийаниң дунйаниң қайтидин ишләпчиқириш, техника, йеңилиқ йаритиш вә сода мәркизигә айланғанлиқини байан қилип, ғәрб дунйасиниң мәркизи орнини йоқутуп қойишиға әгишип, дунйа сийаситиниң еғирлиқ мәркизиниң шәрққә йөткәлгәнликини билдүрди.

һақан фидан бу тәрәққийатларниң асийаға нисбәтән қизиқиш вә риқабәтни ашурғанлиқини тәкитләп, җәнубий корейәниң түркийәниң истратегийәлик шерики икәнликини билдүрди.

министир һақан фидан: «бүгүн биз имзалиған йол хәритиси бизниң бу йөнилиштики ортақ ирадимизниң бәлгисидур. тәхминән 1.5 йил инчикилик билән ишләнгән йол хәритиси мунасивитимизниң түзүм рамкисини шәкилләндүрди. учур -алақидин қатнашқичә, сәһийәдин техникағичә, маариптин мәдәнийәткичә вә тәнтәрбийәдин деһқанчилиққичә болған барлиқ саһәләрдә  биз ташлайдиған қәдәмләрни бир пүтүн шәкилдә оттуриға қойған болдуқ» деди.

ахбарат елан қилиш йиғинидин илгири икки дөләт ташқи ишлар министирлири «динамик түркийә-җәнубий корейә мунасивәтлириниң йол хәритиси» намлиқ йол хәритини имзалиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر