түркийә б д т ниң муқәддәс китабларға мунасивәтлик қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрди

түркийә б д т омумий кеңишиниң муқәддәс китабларға қаритилған зораванлиқни хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ дәп етирап қилиш вә бу хил қилмишларни қаттиқ әйибләшни мәзмун қилған қарар лайиһәсини қарши алидиғанлиқини билдүрди...

2016679
түркийә б д т ниң муқәддәс китабларға мунасивәтлик қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи б д т омумий кеңишиниң муқәддәс китабларға қаритилған барлиқ зораванлиқ қилмишлирини хәлқара қанунға хилаплиқ қилиш дәп бекиткән қарари тоғрисида йазма байанат елан қилип: «биз б д т омумий кеңишиниң 2023- йили 7- айниң 25- күнидики муқәддәс китабларға қаритилған барлиқ зораванлиқ қилмишлирини хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ дәп қариған, дөлитимизму аваз қошқан һалда ортақ сунулған қарар лайиһәсини қобул қилғанлиқини қизғин қарши алимиз» деди.

қарарниң йеқиндин буйан шиветсийә, данийә вә голландийәдә сақчиларниң һимайиси астида қуран кәримни көйдүрүш қилмишлириға рухсәт қилинишидәк ишларниң алдини елиш җәһәттә муһим әһмийәткә игә икәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «хәлқара җәмийәтниң милйардларчә мусулманни биарам қилған бу хил өчмәнлик  җинайитигә қарши кәскин һәрикәт қилиши шәрт» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, түркийәниң ислам дүшмәнликигә қарши туруштики мәсулийитини давамлиқ ада қилидиғанлиқи тәкитләнди.

б д т омумий кеңиши муқәддәс китабларға қаритилған зораванлиқни хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ дәп етирап қилиш вә бу хил қилмишларни қаттиқ әйибләш қарар лайиһәсини 25- ийул мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر