министир фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан пайтәхт әнқәрәдә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти.

2016438
министир фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игилинишичә, хитай компартийәси мәркизи комитети сийасий бийуроси, мәркизий ташқи ишлар комитети мудири вә ташқи ишлар министири ваң йи дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири фидан билән көрүшкән.

министир хақан фидан билән хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң айрим вә һәйәтләр ара өткүзгән сөһбәтлири җәрйанида, икки дөләт мунасивити кәң даиридә музакирә қилинған.

сөһбәтләрдә, «һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ комитети, ташқи ишлар министирлири мәслиһәт бериш механизми, консулхана мәслиһәтлири, бирләшмә иқтисадий комитет» қатарлиқ икки дөләт оттурисидики дийалог вә кеңишиш механизмлиридин техиму үнүмлүк пайдилиниш, иқтисадий вә сода мунасивитини күчәйтиш, бир бәлбағ бир йол қурулуши түри билән оттура каридор пиланиниң иҗра қилиниши, йадро енергийәси, деһқанчилиқ, хәлқ авийатсийәси, мәдәнийәт вә сайаһәт қатарлиқ мәсилиләр нуқтилиқ музакирә қилинған.

бу арқа көрүнүштә, хитай билән болған икки тәрәплик содини техиму тәңпуң вә сиҗил қурулмиға игә қилиш йолида ташлашқа болидиған қәдәмләр билән өзара мәбләғ селишни ашуруш мәсилилириму муһакимә қилинған.

зийарәт мунасивити билән уйғур түрклириниң әһвалиму музакирә қилинған.

униңдин башқа, нөвәттики район вә хәлқара мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулған.

бу арқа көрүнүштә йәнә, оттура шәрқтики өзгиришләр, украинаниң нөвәттики вәзийити вә йәршари пул- муамилә системиси қатарлиқларму муһакимә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر