җәвдәт йилмаз түркийәниң мудапиә санаитидики тәрәққийатидин пәхирлинидиғанлиқлирини ейтти

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз түркийә мудапиә санаити ширкәтлириниң дунйа базиридики үлүши вә күчиниң күндин-күнгә ешиватқанлиқини билдүрди.

2016048
җәвдәт йилмаз түркийәниң мудапиә санаитидики тәрәққийатидин пәхирлинидиғанлиқлирини ейтти
idef fuari.jpg
cevdet yilmaz idef.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз истанбул TÜYAP йәрмәнкә вә қурултай мәркизидә өткүзүлгән 16-нөвәтлик хәлқара мудапиә санаити йәрмәнкиси «IDEF-2023» ниң ечилиш мурасимида сөзлигән нутуқида, түркийәниң мудапиә санаити базирида муһим ишләпчиқарғучи вә експорт қилғучи күчкә айланғанлиқини тәкитлиди.

җәвдәт йилмаз: «түркийә дөләт мудапиә санаити ширкәтлириниң дунйа базиридики үлүши вә күчи күндин-күнгә ешиватиду. 2023-йилиниң алдинқи алтә ейида експорт соммимиз 2 милйард 400 милйон долларға йәтти. биз бу санниң 2023 - йилиниң ахириғичә 6 милйард долларға йетишини мөлчәрлимәктимиз» деди.

йилмаз хәлқара мудапиә санаити йәрмәнкиси «IDEF-2023» да санап түгитәлмигидәк дәриҗидә мудапиә санаити лайиһәлирини көрүп пәхирләнгәнликини әскәртип, 650 ширкәт билән йәрмәнкидә орун алған хусусий саһәниң йеңи техника тәшәббуслири билән дунйаға үлгә болидиған ләйиһәләрни әмәлгә ашурушни үмид қилидиғанлиқини ейтти.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз хәлқара мудапиә санаити йәрмәнкиси «IDEF-2023» дә өткүзүлидиған музакирәләр, орнитилидиған һәмкарлиқлар вә имзалинидиған келишимләрниң хәйрилик болушини тилиди, рәһбәрләр вә чәт әллик меһманлар билән йәрмәнкиниң ечилиш лентисини кесип, хатирә рәсимгә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر