һақан фидан һәм биразилийәлик, һәм пакистанлиқ мәнсәпдашлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири һақан фидан түнүгүн биразилийә ташқи ишлар министири маоро вейра билән телефонда көрүшти.

2014782
һақан фидан һәм биразилийәлик, һәм пакистанлиқ мәнсәпдашлири билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири:  ташқи ишлар министирлиқи тәминлигән учурларға асасланғанда, сөһбәттә икки дөләтниң хәлқаралиқ органлардики һәмкарлиқи музакирә қилинған.

һақан фидан йәнә, пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари биләнму телефонда көрүшкән.

министирлиқниң йазма байанатида, «сөһбәттә қара деңиз ашлиқ тәшәббуси вә муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қаритилған рәзил һуҗумларға қарши ислам һәмкарлиқ тәшкилатини һәрикәткә өткүзүш шундақла йолға қойилидиған ортақ тәдбирләр музакирә қилинди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر