фидан ашлиқ келишими вә қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири тоғрисида тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан ашлиқ каридори келишими тоғрисида тохтилип: «биз түркийә болуш сүпитимиз билән, русийә федератсийәсиниң қайтидин сөһбәт үстилигә елип келиниши керәкликигә сәмимий ишинимиз» деди.

2014629
фидан ашлиқ келишими вә қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан түнүгүн түркийәдә зийарәттә болған венезуела ташқи ишлар министири йван гил билән ташқи ишлар министирлиқиниң истанбулдики вакаләтханисида көрүшкәндин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини сөз қилди.

фидан бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) билән түркийәниң ашлиқ келишими мусаписини әслигә кәлтүрүш йолида әстайидил хизмәтләрни ишләватқанлиқини, украина тәрәпниңму тәңдаш чариләрни тепишқа тиришиватқанлиқини тәкитләп: «биз, түркийә болуш сүпитимиз билән, русийә федератсийәсиниң қайтидин сөһбәт үстилигә елип келиниши керәкликигә ишинимиз. буниңдин башқа һәл қилиш чарилириниң теңиш характерлик, бихәтәрликкә зийан йәткүзидиған һәл қилиш чарилири болуш еһтималлиқи пәвқуладдә йуқири» деди.

у б д т баш катипи антонио гутеррес билән бу һәқтә пикир бирлики һасил қилғанлиқини, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән өткүзгән учришиштиму русийә тәрәпниң келишимдин чекинип чиқиши вә уни узартмаслиқиниң бир қатар тәпсилий сәвәблиригә қулақ салғанлиқини, нөвәттә бу мәсилиләрниң музакирә қилиниватқанлиқини ейтти.

түркийәниң бу мәсилиләрни б д т биләнму музакирә қилғанлиқини тилға алған фидан: «биз русийәниң сөһбәт үстилигә қайтип келиши вә тәләплириниң қандурулуши билән биргә, һәрқайси тәрәпләрниң бу иштин ғәлибә қилғучи сүпитидә чиқишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришиватимиз. мән бу киризисниң балдуррақ һәл болушини үмид қилимән» деди.

министир фидан йәнә, түнүгүн ирақниң стокһолмдики әлчиханисиниң алдида қуран кәримгә қилинған һуҗумдин кейин, күнсери күчийиватқан қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлирини чөридигән һалда ирақ, сәуди әрәбистан, вә мисирлиқ мәнсәпдашлири һәмдә ливийә миллий иттипақлиқ һөкүмити баш министири абдулһәмид дибәйбә билән көрүшкәнликини, һәмдә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң тездин йиғин чақириши мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқини ейтти.

нөвәттики асаслиқ күнтәртипниң қандақ қилғанда коллектип һаләттә конкрет қәдәмләрни ташлиғили болидиғанлиқи мәсилиси икәнликини тилға алған фидан: «чүнки биз, ислам дунйаси бу мәсилигә тәшкиллик һаләттә инкас қайтурмиса, ғәрб дөләтлиридә тонуш өзгириши һасил болмайду, дәп ойлаймиз» деди.

түркийәниң венезуела билән болған мунасивитиниң чоңқур йилтиз тартқан, күчлүк мунасивәт икәнликини билдүргән фидан, икки дөләт мунасивәтлириниң йеқинқи йилларда күчәйгән өзара алақә вә зийарәтләр сайисида җанланғанлиқини әскәртти.

фидан мәнсәпдиши йван гил билән енергийә, сайаһәт, қатнаш, мәдәнийәт вә тәрәққийат қатарлиқ саһәләрдики мунасивәтләрни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

венезуела ташқи ишлар министири йван гил болса: «биз түркийәни күнсери күчийиватқан йошурун күчкә игә, тинчлиқ вә тәрәққийатниң капалити бир дөләт дәп қараймиз» деди.

у сөзидә йәнә, өзлириниң барлиқиниң йәр шари тинчлиқиға беғишланғанлиқини тәкитләп, түркийә билән венезуеланиң охшаш нуқтини тәшәббус қилидиғанлиқини, барлиқ зиддийәтләрни, болупму йавропадики зиддийәтләрни сөһбәт арқилиқ һәл қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر