әрдоған қатар әмири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған қатарниң пайтәхти доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән көрүшти.

2013182
әрдоған қатар әмири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

мурасимдин кейин, икки дөләт һәйәтлири тонуштурулди, андин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани айрим көрүшти.

көрүшүш һарписида җумһур рәис әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниға «гәмликниң символи болған көк рәклик» тог аптомобилини һәдийә қилди, икки рәһбәр лусайил сарийиниң һойлисида бир мәзгил тогни көздин кәчүрди.

әрдоған айрим учришиш ишқа ашурулған бинаға алсани һәйдигән тог аптомобили билән өтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани шәрипигә бәргән рәсмий кәчлик зийапәткә қатнашти.

лусайил сарийидики кәчлик тамақ зийапити ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә берилди.

 әрдоған қатар зийаритини ахирлаштурғандин кейин, парис қолтуқи әллири зийаритиниң ахирқи бекити болған әрәб бирләшмә хәлипиликигә қарап йолға чиқти.

йәнә бир тәрәптин, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити һәққидә  елан қилған байанатида, мундақ деди: «қериндишим җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни доһада күтүвалғанлиқим үчүн өзүмни толиму шәрәплик һес қилимән.»

 «җумһур рәис әрдоған билән иқтисадий һәмкарлиқни техиму көп үмид чирағлирини йандуридиған пурсәтләргә айландуруш вә йәниму мустәһкәмләш, икки қериндаш дөләтниң хәлқлиригә ортақ мәнпәәт йәткүзүш мәқситидә бир йәргә җәм болдуқ.»

қатар әмири җумһур рәис әрдоған билән  нөвәттә район вә дунйа дуч келиватқан түрлүк хирислар һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини, шундақла бу хирисларға тақабил туруш үчүн хәлқаралиқ һәмкарлиқни күчәйтишниң зөрүрлүки мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر