әрдоған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә сәлманға тог һәдийә қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға түркийәниң тунҗи йәрлик аптомобили тогни һдийә қилди.

2012622
әрдоған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә сәлманға тог һәдийә қилди
aa_togg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман әссалам сарийида айрим көрүшти вә һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилди.

учришиштин кейин, җумһур рәис әрдоған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға памукқәлә ақ рәңлик тогни һәдийә қилди.

җумһур рәис әрдоған билән тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман әссалам сарийиниң һойлисида тогни көздин кәчүрди.

 

әрдоған меһманханисиға тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман һәйдигән тог аптомобилиға олтуруп кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر