әрдоған билән байдин литванийәдики учришиши тоғрисида учур һәмбәһрилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн литванийәдики шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини даирисидә америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән көрүшти.

2010360
әрдоған билән байдин литванийәдики учришиши тоғрисида учур һәмбәһрилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән пирезидент байдинниң учришиши бир саәттин артуқ давамлашти؛ җумһур рәис әрдоған учришиштин илгири байанат берип: «мениңчә, истратегийәлик механизм даирисидә (америка билән) дөләт башлиқлири дәриҗилик кеңишишниң пәйти кәлди. мән учришишқа буниң бир қәдими дәп қараймән. америка пирезиденти байдин билән өткүзгән буниңдин бурунқи учришишлиримиз гойа тәййарлиниш басқучлириға охшайтти. әмма, әмди йеңи бир җәрйанни башлаймиз» дегәниди.

түркийәдә майда өткүзүлгән җумһур рәис сайлиминиң иккинчи айланмисидин кейин, байдинниң өзигә телефон қилип тәбриклигәнликини билдүргән әрдоған, америка пирезидентиға «алдимиздики сайламда сизниңму ғәлибә қилишиңизға тиләкдашмән» дегәниди.

байдин җумһур рәис әрдоғанниң шиветсийәгә қарита йүргүзгән дипломатийәси вә намайан қилған рәһбәрлик роһиға миннәтдарлиқ билдүрүп, түркийәниң шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға киришигә мунасивәтлик һөҗҗәтниң түркийә бүйүк дөләт мәҗлиси (TBMM)гә әвәтилидиғанлиқини елан қилғанлиқидин сөйүнгәнликини билдүргәниди.

нато башлиқлар йиғиниға «тарихий» дәп баһа бәргән байдин йәнә, иттипақниң мудапиәсини күчәйтиш тоғрисидики вәдисини қайта тәкитлигәниди.

пирезидент байдин америкада өткүзүлидиған 2024 -  йилидики пирезидентлиқ сайлимида ғәлибә қилишиға тиләкдашлиқ билдүргән җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтип: «кәлгүси бәш йилда сиз билән көрүшүшни тақәтсизлик билән көтүватимән» дегәниди.

бу җәрйанда, җумһур рәис әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида байдин билән өткүзгән учришиши тоғрисида учур һәмбәһриләп: «биз (байдин билән өткүзгән) учришишимизда, икки тәрәплик мунасивитимиз вә бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ орнитиш пурсәтлиримизни музакирә қилдуқ. алақимизниң хәйрлик ишларға васитә болушини үмид қилимән» деди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң бу һәқтики байанатидиму: «учришишта, түркийә билән американиң сийасий, иқтисадий вә сода мунасивәтлири؛ бихәтәрлик саһәсидики һәқ орнитиш пурсәтлири вә районға алақидар мәсилиләр музакирә қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.

байдинму җумһур рәис әрдоған билән вилниустики нато башлиқлар йиғини даирисидә өткүзгән учришиши тоғрисида иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, нато башлиқлар йиғининиң түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуши тоғрисидики қарари билән бирликтә «техиму тарихий» әһмийәткә игә болғанлиқини әскәртти.

у җумһур рәис әрдоған билән чүшкән сүрити билән бирликтә һәмбәһрилигән учурида: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән нато башлиқлар йиғининиң бир қисми сүпитидә литванийәдә қайта көрүшүш қалтис иди» дегән ибариләргиму орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر