фатма марич йилмаз түркийә қизилай җәмийитиниң башлиқи болди

пирофессор доктор фатма марич йилмаз түркийә қизилай җәмийитиниң башлиқлиқиға сайланди.

2008949
фатма марич йилмаз түркийә қизилай җәмийитиниң башлиқи болди

түркийә авази радйоси хәвири:  фатма марич йилмаз пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән пәвқуладдә омумий йиғинда, қизилай җәмийитиниң намзати болди вә беләтләрниң һәммини қолға кәлтүрүп, җәмийәтниң башлиқлиқиға сайланған тунҗи айал болди.

фатма марич йилмаз сайламдин кейин вәкилләргә рәһмәт ейттип, «қизилай җәмийити бу дөләтниң әң қиммәтлик байлиқлиридин бири. у меһрибанлиқ, рәһимдиллик, ақкөңүллүк вә һәмкарлиқ ирадисиниң әң конкрет қәләси» деди.

фатма марич йилмаз йоллириниң узун вә әгри -тоқай икәнликини билдүрүп йәнә мундақ деди:  

«йеқин вә йирақта, дөләт ичи вә сиртида бизниң йолимизни күтүватқанлар бар. ианә қилғучилиримиздин алған аманәтни һәқиқий рәвиштә қийинчилиқи барларға йәткүзүш үчүн, арам алмастин бүтүн қийинчилиқларни йеңип алдиға қарап илгириләймиз. йәр тәврәштә, урушта, от апити, кәлкүн, йуқумларда намайан қилғинимизға охшаш, әң башта болғучи йәнә биз болушни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر