җумһур рәис әрдоған истанбулда украина пирезиденти зелениский билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қара деңиз ашлиқ келишиминиң муддитиниң қайта узартилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

2008617
җумһур рәис әрдоған истанбулда украина пирезиденти зелениский билән көрүшти
erdogan-zelenskiy1.jpg
zelenskiy-erdogan.jpg
erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн өзиниң тәклипигә бинаән истанбулға кәлгән украина пирезиденти виладимир зеленский билән айрим көрүшти؛ икки рәһбәр икки дөләт мунасивити, русийә - украина урушиниң нөвәттики тәрәққийати вә 17 – ийул муддити тошидиған қара деңиз ашлиқ каридори келишими қатарлиқ район вә хәлқаралиқ мәсилиләрни музакирә қилди.

җумһур рәис әрдоған билән пирезидент зеленискийниң айрим учришишиға параллел һалда икки дөләт вәкилләр өмәклириму сөһбәт өткүзди؛ сөһбәтләрдин кейин, түркийә билән украина оттурисида истратегийәлик санаәтләр саһәсидә өзара һәмкарлиқ орнитиш, учқучисиз һава аппарати, мотор тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш, ишләпчиқириш вә асраш паалийәтлири саһәсидики ортақ түрләрни қоллаш келишими имзаланди.

әрдоған йиғин ахирида өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң тоқунуш хәвпи көрүлүшкә башлиғандин тартипла русийә- украина урушиниң алдини елиш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрсәткәнликини ейтти һәмдә урушни хәлқара қанун асасида сөһбәтләрни өткүзүш арқилиқ ахирлаштуруш үчүн әң көп күч чиқарған дөләт икәнликини әскәртти.

өткән йили ийулда бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән бирликтә елип берилған мурәссә қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә истанбулда қойулған имзалар сайисида қара деңиз ашлиқ келишиминиң ройапқа чиққанлиқини әслитип өткән әрдоған: «мән түрк боғузлиридин дунйаға ечилған бир нәпәс нәйчиси мисали бир йилда 33 милйон тонниға йеқин ашлиқни моһтаҗ кишиләргә йәткүзүп бәргән келишимниң 17 – ийул тошидиған муддитиниң қайта узартилишини үмид қилимән. барлиқ алақидар тәрәпләрниң бу мәқсәтни көзләп, дунйави мәсулийәт туйғуси билән һәрикәт қилидиғанлиқиға ишинимән» деди.

«шүбһисизки, (украина шималий атлантик әһди тәшкилати) натоға әза болушқа мунасип» дегән әрдоған сөзини давамлаштуруп: «адил тинчлиқниң мәғлуби болмайду. гәрчә тәрәпләр оттурисида чүшиниш пәрқи болсиму, әмма вақитни зайә қилмастин тинчлиқ орнитишқа йүзлиниш бизниң әң сәмимий арзумиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң украинаниң қайтидин қәд көтүрүши үчүн һәр хил йардәмләрни қилидиғанлиқини әскәрткән әрдоған, украина билән һәмкарлишиш билән биргә, урушқа сөһбәт йоли билән хатимә бериш йолидики тиришчанлиқини давамлаштуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر