әрдоған столтенбергни тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вәзипә өтәш муддити бир йил узартилған шималий атлантик әһди тәшкилати-нато баш катипи җенс столтенбергни тәбриклиди.

2007412
әрдоған столтенбергни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, баш катиплиқ вәзиписи шималий атлантик әһди тәшкилати кеңишиниң қарариға асасән бир йил узартилған столтенбергни тәбриклиди, һәмдә утуқлуқ хизмәтлириниң үзлүксиз давамлишишиға тиләкдашлиқ билдүрүп мундақ деди: «наһайити қийин хирисларға дуч келиватқан, бихәтәрликкә болған еһтийаҗ чекигә йәткән һалқилиқ бир пәйттә, һөрмәтлик столтенберг әпәндиниң хизмәтлири арқилиқ шималий атлантик әһди тәшкилатимизға вә дунйа тинчлиқиға муһим төһпиләрни қошидиғанлиқиға ишинимән.»

игилинишичә, вәзипә өтәш муддити 30-сентәбир (2023) тошидиған столтенберг 2024-йили 10-айниң 1-күнигичә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш катипи сүпитидә вәзипә өтәшни давамлаштуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر