һақан фидан сәуди әрәбистанлиқ мәнсәпдиши билән ислам дүшмәнликигә қарши күрәшни музакириләшти

ташқи ишлар министири һақан фидан сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин ферхан билән әтә җиддәдә өткүзүлидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати иҗраийә комитети пәвқуладдә йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири һәққидә телефонда сөһбәтләшти.

2005795
һақан фидан сәуди әрәбистанлиқ мәнсәпдиши билән ислам дүшмәнликигә қарши күрәшни музакириләшти

түркийә авази радйоси хәвири:  ташқи ишлар министирлиқниң байанатиға асасланғанда, һақан фидан сәуди әрәбистанлиқ мәнсәпдиши бин фәрхан билән телефонда көрүшкән.

сөһбәттә, сивитсийәдә қурбан һейтниң биринчи күни қуран кәримниң көйдүрүлишигә алақидар җиддәдә өткүзүлидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати иҗраийә комитети пәвқуладдә йиғининиң тәййарлиқлири музакирә қилинған.

тәрәпләр ислам дүшмәнликигә қарши бирликтә күрәш қилиш вә район мәсилисидики һәмкарлиқ темилирини музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر