түркийә шивейтсийәдики қуран кәримни көйдүрүш қутратқулуқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан шивейтсийәдә йүз бәргән қуран кәримни көйдүрүш қутратқулуқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2005152
түркийә шивейтсийәдики қуран кәримни көйдүрүш қутратқулуқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди
ömer çelik.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, шивейтсийәдики қуран кәримни көйдүрүш қутратқулуқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «шивейтсийәдики мубарәк қурбан һейтниң биринчи күни муқәддәс китабимиз қуран кәримни көйдүрүштәк пәскәшләрчә қилмишни қаттиқ әйибләймән. ислам диниға қарши садир қилиниватқан бундақ қилмишларға пикир әркинлики баһаниси билән рухсәт қилинишини қобул қилғили болмайду. дәрвәқә бундақ қәбиһ қилмишларға көз йумуш җинайәткә шерик болуш һесаблиниду.»

адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси вә байанатчиси өмәр чәлик аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «шивейтсийә даирилириниң қурбан һейт күни бир җамәниң алдида қуран кәримни  көйдүрүш илтимасини тәстиқлишини қаттиқ әйибләймиз. шивейтсийә алий сот мәһкимисиниң өчмәнлик җинайәтлирини һемайә қилиш мәйданини ләнәтләймиз. илгириму оттуриға қойғинимиздәк, қуран кәримгә қарши қилинған   һәр бир һөрмәтсизлик инсанийәткә қилинған җинайәт һесаблиниду. бундақ ләнити қилмишларға қарши сийасий вә қануний җәһәттин күрәш қилишни үзлүксиз давамлаштуримиз.»

әсли ирақлиқ салван момика шивейтсийәниң пайтәхти стокһолмдики стокһолм җамәсиниң алдида сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни көйдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر