һақан фидан әнглийәгә қарап йолға чиқти

дөлитимиз ташқи ишлар министири һақан фидан «украина 2023-йиллиқ йахшилаш кеңиши» гә қатнишиш үчүн әнглийәгә қарап йолға чиқти.

2002297
һақан фидан әнглийәгә қарап йолға чиқти

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири фиданниң пайтәхт лондонда икки тәрәплик учришиш елип бериши мөлчәрләнмәктә.

һақан фидан қатнишидиған кеңәш йиғинида, украинаниң тәрәққийати вә уруштин кейинки қайта қурулуши музакирә қилиниду.

икки күн давамлишидиған йиғин, хәлқара җәмийәтни бир йәргә җәм қилиду.

украина пирезиденти володимир зеленскийниңму йиғинға тор арқилиқ қатнишидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

дөлитимиз ташқи ишлар министирлиқи һақан фиданниң йәнә чехийә ташқи ишлар министири йан липавиский билән телефонда көрүшкәнликини елан қилди.

липавскийниң йеңи вәзиписи үчүн ташқи ишлар министири һақан фиданни тәбриклигәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر