әрдоған түркийә қизилай җәмийитини тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийә қизилай җәмийити қурулғанлиқиниң 155 – йиллиқини тәбриклиди.

1998392
әрдоған түркийә қизилай җәмийитини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әзиз хәлқимизниң дөлитимиз һәм дунйаниң һәрқайси җайлиридики меһир – шәпқәт қоли болған түркийә қизилай җәмийити қурулғанлиқиниң 155 – йиллиқини қизғин тәбрикләймән.  һилал ай җәмийитидин буйан инсанийәт үчүн пидакарлиқ билән хизмәт қилип келиватқан барлиқ пидаийларни миннәтдарлиқ билән йад етимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر