әрдоған бүгүн шималий қибрис түрк җумһурийитини, әтә әзәрбәйҗанни зийарәт қилиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик сайлимидин кейин башлинидиған дөләт әнәнисигә айланған дөләт зийаритини, шималий қибрис түрк җумһурийити вә әзәрбәйҗандин башлайду.

1998360
әрдоған бүгүн шималий қибрис түрк җумһурийитини, әтә әзәрбәйҗанни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 28-майдики сайламда қайтидин сайланғандин кейин, тунҗи чәт әл зийаритини бүгүн (12-ийун) шималий қибрис түрк җумһурийитидин башлайду.

у шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар вә баш министири үнал үстәл билән айрим көрүшиду. хизмәт зийапитидин кеийн, җумһур рәислик мәһкимисидә әрсин татар билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

көрүшүшләрдә, кейинки күнләрдә қибрис мәсилисидә бесилидиған қәдәмләр вә шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр музакирә қилиниду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әтә (13-ийун) әзәрбәйҗан зийаритидә, пирезидент әлийев билән айрим көрүшкәндин кейин, һәйәтләр ара учришиш өткүзүлиду.

көрүшүштә, икки тәрәп мунасивәтлириниң вә өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилиниду. район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر