даешниң аталмиш мусул қазиси истанбулда қолға чүшүрүлди

даеш террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш мусул қазиси җалал исмаил әһмәд әһмәд истанбулда қолға чүшүрүлди.

1997945
даешниң аталмиш мусул қазиси истанбулда қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә терроризмға қарши күрәш тармақлири истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисиниң тәкшүрүп бекитишигә асасән зәрбә бериш һәрикити елип берип, даеш террорлуқ тәшкилати билән четишлиқи барлиқидин гуманлинип тәкшүрүлүватқан йәттә җинайәт гумандарини назарәт астиға алди.

сақчиханидики рәсмийәтлири тамамланған гумандарлар сот мәһкимисигә йолланди.

ирақниң аталмиш ​​мосул қазиси җалал исмаил әһмәд әһмәд қатарлиқ төт җинайәт гумандари сот мәһкимиси тәрипидин қолға елинип түрмигә йолланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر