истанбул айродуруми йавропадики әң ават айродурум болди
истанбул айродуруми 6- айниң биринчи һәптиси күнигә 1423 нөвәтчи айропилан қатниши билән йавропа бойичә әң ават айродурум болди.

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа авийатсийә бихәтәрлики тәшкилатиниң 6-айниң 1-күнидин 7-күнигичә болған йавропа авийатсийә доклати елан қилинди.
доклатқа қариғанда, истанбул айродуруми бу мәзгилдә күнигә оттура һесаб билән 1423 нөвәтчи айропилан арқилиқ йавропа бойичә әң ават айродурумлар арисида биринчи болған.
истанбул айродурумидин қалса амстердам счипһол айродуруми күнигә оттура һесаб билән 1341 нөвәтчи айропилан арқилиқ иккинчи, париж чарлес де гавлле айродуруми 1305 учуш билән үчинчи болған.
анталйа айродурумиму күнигә оттуричә 819 нөвәтчи айропилан билән әң ават 10 айродурум қатаридин орун алған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

сүрийәниң шималида икки террорчи бир тәрәп қилинди
сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.